Дунияни басқан улуқ топан су,
Өз саһилиға кәлгәндә йенип,
Көвүклүк долқунлардин қирғаққа аста
Чиқти Муһәббәт ғәзилин ейтип -
Һава боп чапсанла сиңди пәзаға,
Алдирап ғәм басқан муңлуқ җанларға.
Саддилар көп техи аләмдә әнсиз
Сөйгүниң шаравин ичсиму тинмай,
Билмәстин һеч қәдрин өтәр ерәңсиз,
Шу улуқ туйғуға садиқ болалмай.
Һәвәскә алдинип, кейин омулуп,
Тәшналиғини жүрәр басалмай...
Деңизда тенигән қейиқтәк гайи,
Ана йәр қойниға кетимән сиңип.
Қәлбимдә җош урар сөйгү сезими,
Демәк мән бармән, демәк мән тирик.
Муһәббәт ели у - улуғвар әлдур.
Апирип чөлләргә ташлар тенитип.
Мәҗнун қип, зарлитип, мәңгү синайду.
Вападарларниму пәрванә етип.
Һәттаки йәткүзмәй висал Қушиға
Түгимәс дәртәләм салар бешиға.
Райидин қайтмас наданғерип көп,
Немила десә төләшкә тәйяр.
Һәттаки җенидин, дуниядин кечип,
Муқәддәс туйғуға йол тапмай безар.
Адаққи дәмгичә Улуқ сөйгүниң,
Сехирлиқ күйигә ашиқ вә хуштар.
Кәлгәндә баһар димақни йерип,
Салмиса дилиңға бир шерин азап.
Турмиса Муһәббәт лавулдап йенип,
Демәк сән туғулмидиң, көрмидиң яшап.
Җүпидин айрилип, зарлиған аққуш
Өзини айимай қилғандәк набут,
Жүтирип сөйгүңни болисән мәсхуш
Уларни закилап ятиду тавут.
Чирақ йеқип ядлап қойғулуқ,
...Муһәббәт бәзидә болар қайғулуқ.
Уларниң беһош авази иңрап,
Роһлири гүлләрни әгийду учуп.
Мәңгүлүк җор болған ашиқ шу җанлар
Ухлап қалғандәк бирбирин қучуп,
Тар, хирис өткүл, көрүкләрдә һәм
Чапрас йоллардин кәткәндәк учуп.
Оңи һәм чүшидә нахша ейтқай дәп,
Гүлстанлардин селип паяндаз,
Шуларниң ғемида көйүп өчимән.
Нәпәсим боғуқ, һә, дилимзә йоруқ...
Демәк мән тирик, демәк сөйимән.
|