Есимда Пушкин билән та сәһәргичә
Мундашқиним әмән вә зәнҗир һәққидә.
Бүгүнзә Лукоморья кәңликлирини
Кезип жүримән әсләп шаирни.
Униң шерин
бал вә пивосини
Ичишкә тәмшәлдим,
бирақ болмиди.
У пиво қеришқандәк
сәл ечип қапту -
Бәлки, шуңа униңға
көңлүм тартмиди.
Нәләрдә болмидим, көрмигиним аз -
Амма бу қетим әқлим болди лал.
Кәлгәнләр исмини йезипту оюп,
«Коля Волков» дегән бириму турар бемалал.
Униң шерин
бал вә пивосини
Ичишкә тәмшәлдим,
бирақ болмиди.
У пиво қеришқандәк
сәл ечип қапту -
Бәлки, шуңа униңға
көңлүм тартмиди.
Қәлбимдә ташқунлар қайнақ мисралар,
Жүгәнләй десәм мадар йоқ бирақ.
Өтмүшниң садаси хушвақ аңлинар,
Һә, бүгүнүм болса чүчүк, аччиғирақ.
Униң шерин
бал вә пивосини
Ичишкә тәмшәлдим,
бирақ болмиди.
У пиво қеришқандәк
сәл ечип қапту -
Бәлки, шуңа униңға
көңлүм тартмиди.
|