Бизниң пәза егиз һәм
очуқти,
Һели унда қара қузғун
учмақта.
Ана жутниң иссиқ бағрин от
қучти,
Гүлстанлар гүлхан болуп
янмақта.
Күл болғанда бағлардики
чечәкләр,
Өгүзләрдин безип кәтти
ләйләкләр.
Башақларниң рәңги болған
қәһрива,
Үлгәрмидуқ нәпризқини
жиғишқа.
Етизларда әнди өлүм
қәһри бар,
Қаримас у жиғизар вә
қерияшқа.
Һәммә қачти балақаза,
апәттин,
Қалди пәқәт - әгип учқан
қарғилар.
Күз болмастин йетип кәлди
зимистан,
Нахшилардин қалмиди һеч
әсәрнам.
Безип кәтти қәлбимиздин
муһәббәт,
Қалди пәқәт ғәзәп билән
зор нәпрәт.
Күл болғанда бағлардики
чечәкләр,
Өгүзләрдин безип кәтти
ләйләкләр.
Орманларму мунда еғир
товлайду,
Дәриякөлләр қандақту бир
муң чекәр.
Һәммисиниң сориғи бар
дунияда,
Аман болсаң нахша ейтар
күн келәр.
Һәммә қачти балақаза,
апәттин,
Ләйләп учар ләйләклирим
нәкәтти?
|