Бу җайларға қоюлмайду чапраслар,
Тул, йесирму өксимәйду бу йәрдә.
Кимләрду кеп қоюп кетәр лалилар,
Мәңгүлүк от йенип турған бу йәргә.
Бир чағларда от қақас боп көйгән йәр,
Һели мошу мәрмәр ташқа йәрләнди.
Йоқ бу җайда айрим, бөләк тәғдирләр,
Һәммисиниң тәғдирлири бир әнди.
Мәңгү отта көйгән танкниң әкси бар,
Хуторларниң қалған пәқәт түврүги.
Смоленск вә рейхстагму ялқунлар,
Солдатларниң көймәктә һәм жүриги.
Қәбирстанда көрмәйсән тулйесирни -
Келәр пәқәт ирадиси күчлүкләр.
Бу җайларға қоюлмайду чапраслар,
Бирақ ундин азаймайду һәсрәтдәрт.
|